2
Сағлам тәлимгә лайиқ яшаш
1 Лекин сән болсаң сағлам тәлимгә қандақ уйғун яшашни үгитишиң керәк. 2 Яшанған әрләргә, һошияр, салмақ, тәмкин, етиқатта, меһир-муһәббәттә вә сәвир-тақәттә сағлам болушни тапилиғин. 3 Шуниңдәк, яшанған аялларға жүрүш-турушта ихлас-муқәддәсликкә лайиқ болушни, чеқимчилиқ қилмаслиқни, һарақ-шарапқа берилмәйдиған болушни, гөзәл ишларни үгәткүчиләр болушни тапилиғин. [a] 4-5 Буниң билән улар яш аялларға әрлиригә көйүнүш, балилириға көйүнүш, салмақ болуш, пак болуш, өй ишлирини пухта қилиш, меһриван болуш вә өз әрлиригә бойсунушни үгитәләйду. Шундақ болғанда Худаниң сөзи қариланмайду. [b]
6 Шуниңдәк яш әрләрниму салмақ болушқа җекилигин. 7 Өзүңму һәммә ишта гөзәл әмәллириң билән уларға үлгә болғин; тәлим бәргиниңдә пак-диянәтлик, еғир-бесиқ болуп, [c] 8 һеч ким қусур тапалмайдиған, сағлам сөзләрни йәткүзгин; буниң билән, қарши чиққучилар биз тоғрилиқ яман гәп қилидиған йәрни тапалмай хиҗил болиду. [~4~]
9 Қулларға өз ғоҗайинлирини һәммә ишта қанаәтләндүрүп уларға бойсунушни үгәткин. Улар гәп яндурмай, [~5~] 10 оғрилиқ қилмай, өзлириниң һәр җәһәттә ишәшлик екәнлигини көрсәтсун. Улар буниң билән Қутқузғучимиз Худаниң тәлиматиға һәр җәһәттин зиннәт болиду. □ «... өзлириниң һәр җәһәттә ишәшлик екәнлигини көрсәтсун» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... улар етиқатниң һәр җәһәттә яхшилиғини көрситип бәрсун».
11 Чүнки Худаниң ниҗатни барлиқ инсанларға елип келидиған меһри-шәпқити аян болди; 12 у бизгә ихлассизлиқ вә бу дунияниң арзу-һәвәслирини рәт қилип, һазирқи заманда салмақ, һәққаний, ихласмән һаятни өткүзүшимиз билән, [~7~] 13 улуқ Худа, ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһниң шан-шәрәп билән келидиғанлиғиға болған мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини интизарлиқ билән күтүшни үгитиду. □ «улуқ Худа, ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһниң шан-шәрәп билән келидиғанлиғиға болған мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини интизарлиқ билән күтүшни үгитиду» — толуқ 12-13-айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «...у бизгә ихлассизлиқ вә бу дунияниң арзу-һәвәслирини рәт қилип, һазирқи заманда салмақ, һәққаний, ихласмән һаятни өткүзүшни үгитиду; шуниң билән биз буниң билән мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини, йәни улуқ Худа, ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһниң шан-шәривиниң аян қилинишини тәлпүнүп күтимиз». [~9~] 14 У бәдәл төләп бизни һәммә итаәтсизликләрдин азат қилиш һәмдә бизни өзи үчүн пак қилип, Өзигә мәнсуп болған, яхши әмәлләргә қизғин интилидиған хәлиқ қилишқа биз үчүн қурбан болди. □ «У бәдәл төләп бизни һәммә итаәтсизликләрдин азат қилиш һәмдә бизни Өзи үчүн пак қилип, өзигә мәнсуп болған, яхши әмәлләргә қизғин интилидиған хәлиқ қилишқа биз үчүн қурбан болди» — Тәврат, «Зәб.» 129:8, «Әз.» 37:23, «Қан.» 14:2ни көрүң. [~11~]
15 Барлиқ һоқуқуңни ишлитип бу ишларни җакалап ейтқин, несиһәт берип җекилигин вә агаһландурғин. Һеч ким сени кәмситмисун. [~12~]
■2:3 1Тим. 2:9; 5:13; 1Пет. 3:3.
■2:4-5 Яр. 3:16; 1Кор. 14:34; Әф. 5:22; Кол. 3:18; 1Пет. 3:1.
■2:8 1Пет. 2:12,15; 3:16.
■2:9 Әф. 6:5; Кол. 3:22; 1Тим. 6:1, 2; 1Пет. 2:18.
~6~ «... өзлириниң һәр җәһәттә ишәшлик екәнлигини көрсәтсун» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... улар етиқатниң һәр җәһәттә яхшилиғини көрситип бәрсун».■2:12 Әф. 1:4. Кол. 1:22; 2Тим. 1:9; 1Юһа. 2:16.
~8~ «улуқ Худа, ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһниң шан-шәрәп билән келидиғанлиғиға болған мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини интизарлиқ билән күтүшни үгитиду» — толуқ 12-13-айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «...у бизгә ихлассизлиқ вә бу дунияниң арзу-һәвәслирини рәт қилип, һазирқи заманда салмақ, һәққаний, ихласмән һаятни өткүзүшни үгитиду; шуниң билән биз буниң билән мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини, йәни улуқ Худа, ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһниң шан-шәривиниң аян қилинишини тәлпүнүп күтимиз». ~10~ «У бәдәл төләп бизни һәммә итаәтсизликләрдин азат қилиш һәмдә бизни Өзи үчүн пак қилип, өзигә мәнсуп болған, яхши әмәлләргә қизғин интилидиған хәлиқ қилишқа биз үчүн қурбан болди» — Тәврат, «Зәб.» 129:8, «Әз.» 37:23, «Қан.» 14:2ни көрүң.■2:14 Гал. 1:4; 2:20; Әф. 2:10; 5:2; Ибр. 9:14.