Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
105
105-күй •••• Худаниң вападарлиғи вә сәвир-тақити; инсанниң вапасизлиғи
1 Һәмдусана!
Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар!
Чүнки У меһривандур, әбәдийдур Униң меһир-муһәббити. «Пәрвәрдигар... меһривандур, әбәдийдур Униң меһир-муһәббити...» — бу күйдә Тәвраттики «Мис.» 1-24-баплар, «Чөл.» 11-17, 20-баплар, «Йәшуа», «Батур һакимлар» һәм «Падишаһлар» дегән қисимлардики тарих көздә тутулиду.  [b]
2 Пәрвәрдигарниң қудрәтлик қилғанлирини ким сөзләп берәләйду?
Униң бар шан-шөһритини ким җакалап берәләйду?
3 Бәхитликтур адаләтни тутқан,
Дайим һәққанийлиқни жүргүзгән киши!
4 Хәлқиңгә болған һиммитиң билән мени әслигәйсән, и Пәрвәрдигар;
Ниҗатлиғиң билән йенимға келип хәвәр алғин! «Ниҗатлиғиң билән йенимға келип хәвәр алғин!» — ибраний тилида: «Ниҗатлиғиң билән мени йоқлиғайсән» дегән сөзләр билән ипадилиниду.
5 Шуниң билән, Сән таллиғанлириңниң бәрикитини көрәй,
Өз елиңниң шатлиғи билән шат болай,
Өз мирасиң болған хәлқиң билән пәхирлинип, яйрап жүрәй!
6 Биз ата-бовилиримиз қатарида гуна өткүздуқ,
Қәбиһлик қилдуқ, яманлиқ әйлидуқ.[d]
7 Мисирда турған ата-бовилиримиз мөҗизилириңни нәзиригә алмай,
Көп меһриванлиқлириңни есигә алмиди;
Бәлки деңизда, Қизил Деңиз бойида исян көтәрди.[e]
8 Бирақ У қудритимни намайән қилай дәп,
Өз нами үчүн уларни қутқузди.[~6~]
9 Униң Қизил Деңизға тәнбиһ бериши билән,
У қупқуруқ болди;
Худди қағҗирақ чөллүктин йетәкләп маңғандәк,
У уларни деңиз тәглиридин қуруқ өткүзди.[~7~]
10 Уларни өч көргәнләрниң қолидин һөрлүккә чиқарди,
Уларға һәмҗәмәт болуп дүшмән чаңгилидин қутқузди.
11 Явларни сулар басти,
Уларниң һеч бирси сақ қалмиди.[~8~]
12 Шундила улар Униң сөзлиригә ишәш қилди;
Улар Уни күйлиди.[~9~]
13 Улар Униң қилғанлирини шунчә тез унтуди,
Несиһәтини күтмиди;
14 Бәлки далада ач көзлүккә баладәк берилди,
Чөл-баяванда Тәңрини синиди.[~10~]
15 Шуңа У сориғинини уларға бәрди,
Бирақ җүдәткүчи бир кесәлни җанлириға тәккүзди.[~11~]
16 Улар баргаһда Мусаға һәсәт қилди,
Худаниң муқәддәс бәндиси Һарунниму көрәлмиди.[~12~]
17 Йәр ечилип Датанни жутувәтти,
Абирамни адәмлири билән қапсивалди.[~13~]
18 Әгәшкүчилири арисида от йеқилди;
Ялқун рәзилләрни көйдүривәтти.[~14~]
19 Улар Һорәб теғида мозай бутни ясиди,
Қуйма һәйкәлгә сәҗдә қилип,[~15~]
20 Өзлириниң пәхир-шөһрити болғучиниң орниға,
От-чөп йәйдиған өкүзниң сүритини алмаштурди.
21 Мисирда улуқ ишларни көрсәткән Ниҗаткари Тәңрини улар унтуди.
22 Дәрвәқә, Һам диярида мөҗизиләр яратқан,
Қизил Деңиз бойида қорқунучлуқ ишларни көрсәткән Худани унтуди.
23 У уларни һалак қилимән дегән еди —
Өз таллиғини Муса қәһрини яндуруш үчүн Униң алдида аричи болуп тик турмиған болса,
— Дәрвәқә шундақ қилған болар еди.[~16~]
24 Улар йәнә гөзәл зиминни кәмситип рәт қилди,
Униң вәдисигә ишәнмиди;[~17~]
25 Бәлки чедирлирида қақшап жүрүп,
Пәрвәрдигарниң авазиға қулақ салмиди.
26 Шуңа У уларға қәсәм қилип қол көтирип: —
Силәрни чөлдә жиқитип түгәштүримән —[~18~]
27 Әвлатлириңларниму әлләр арисида жиқитип түгәштүрүп,
Яқа жутлар ара тарқитиветимән» — деди.[~19~]
28 Улар Баал-Пеор бутқа өзини етип чоқунуп,
Өлүкләргә атиған қурбанлиқларни йеди. «Улар Баал-Пеор бутқа өзини етип чоқунуп, өлүкләргә атиған қурбанлиқларни йеди» — «өлүкләргә қурбанлиқ қилиш», «яғ пуритиш» қатарлиқ һәр қандақ паалийәтләр Тәвратта қәтъий мәнъий қилинған.  [~21~]
29 Улар қилмишлири билән Униң аччиғини кәлтүрди,
Улар арисида ваба қозғалди;
30 Финиһас турди-дә, һөкүм жүргүзди,
Шуниң билән ваба тосулди;
31 Бу иш Финиһасқа һәққанийәт дәп һесапланди,
Униң нәслигиму әвладидин әвладиғичә, әбәдий шундақ һесапланди.
32 Улар йәнә Пәрвәрдигарни мерибаһ сулири бойида ғәзәпкә кәлтүрди,
Уларниң сәвәвидин Мусағиму зәрәр йәтти;[~22~]
33 Чүнки улар униң роһини териктүрди,
Униң ләвлири бехәстиликтә гәп қилип салди. «Чүнки улар униң роһини териктүрди» — бәзи тәрҗимиләрдә «униң роһи» Мусаниң роһи әмәс, бәлки Худаниң Роһи дәп чүшәндүрүлиду. «... Улар униң роһини териктүрди, униң ләвлири бехәстиликтә гәп қилип салди» — «Чөл.» 20:7-13ни көрүң.
34 Улар Пәрвәрдигарниң әмригә хилаплиқ қилип,
Шу йәрдики қовмларни йоқатмиди;
35 Бәлки ят әлләр билән арилишип,
Уларниң қилиқлирини үгәнди;[~24~]
36 Уларниң бутлириға чоқунди,
Булар өзлиригә бир қапқан болуп чиқти;
37 Чүнки улар өз оғул-қизлирини союп, җинларға қурбанлиққа беғишлиди.[~25~]
38 Шундақ қилип улар бегуна қанни,
Йәни Қанаандики бутларға атап қурбанлиқ қилип, өз оғул-қизлириниң қенини төкти;
Зимини қанға булғинип кәтти.[~26~]
39 Улар өз қилмишлири билән булғанди;
Қилиқлири билән паһишә аялдәк бузулди.
40 Шуңа Пәрвәрдигар Өз хәлқидин қаттиқ ғәзәпләнди,
У Өз мирасидин йиргәнди;
41 Уларни ят әлләрниң қолиға бәрди,
Уларға өчмәнләр улар үстидин һөкүмранлиқ қилди.
42 Дүшмәнлири уларни әзди,
Улар яв қоли астида егилип пүкүлди.
43 Көп қетим Пәрвәрдигар уларни қутқузди;
Бирақ улар болса, өз хаһишлири билән Униңға асийлиқ қилди,
Улар өз қәбиһлиги билән пәс һалға чүшти.
44 Шундақтиму У уларниң налә-пәрядини аңлиғанда,
Уларниң җәбир-җапалириға етивар бәрди;
45 Һәм улар билән түзгән әһдисини әслиди,
Зор меһри-шәпқити билән, ғәзивидин янди, «Зор меһри-шәпқити билән,...» — ибраний тилида: «Зор меһри-шәпқәтлири билән...».
46 У уларни сүргүн қилғанларниң қәлбидә рәһим ойғатти.
47 Бизни қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар Худайимиз!
Муқәддәс намиңға тәшәккүр ейтишқа,
Тәнтәнә қилип Сени мәдһийиләшкә,
Бизни әлләр арисидин йениңға жиғивалғайсән![~28~]
48 Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға,
Әзәлдин та әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун!
Пүткүл хәлиқ «Амин» десун!
Һәмдусана! [~29~]