16
1 Көңүлдики нийәтләр инсанға тәвәдур;
Бирақ тилниң җавави Пәрвәрдигарниң илкидидур.[a]
2 Инсан өзиниң һәммә қилған ишини пак дәп биләр;
Лекин қәлбдики нийәтләрни Пәрвәрдигар таразиға селип тартип көрәр.□ «қәлбдики нийәтләр» — ибраний тилида «(адәмләрниң) роһлири» дейилиду. [c]
3 Нийәт қилған ишлириңни Пәрвәрдигарға тапшурғин,
Шундақ қилғанда планлириң пишип чиқар.[d]
4 Пәрвәрдигар барлиқ мәвҗудийәтниң һәр бирини мәлум мәхсәт билән апиридә қилған;
Һәтта яманларниму балаю-апәт күни үчүн яратқандур.[e]
5 Тәкәббурлуққа толған көңүлләрниң һәр бири Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
Қол тутушуп бирләшсиму, җазасиз қалмас.□ «қол тутушуп бирләшсиму,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «шубһисизки,...». [g]
6 Муһәббәт-шәпқәт вә һәқиқәт билән гуналар кафарәт қилинип йепилар;
Пәрвәрдигардин әйминиш адәмләрни яманлиқтин халий қилар.□ «...гуналар кафарәт қилинип йепилар» — Тәврат дәвридә, гуналар қурбанлиқлар арқилиқ «йепилип кәчүрүм қилинди» (йәни, «кафарәт қилинди»). Инҗил дәвригә кәлгәндила, гуналар «елип ташланди» (мәсилән, «Юһ.» 1:29).
7 Адәмниң ишлири Пәрвәрдигарни хурсән қилса,
У һәтта дүшмәнлириниму униң билән енақлаштурар.
8 Һалал алған аз,
Һарам алған көптин әвзәлдур.[i]
9 Инсан көңлидә өз йолини тохтитар;
Амма қәдәмлирини тоғрилайдиған Пәрвәрдигардур.
10 Һәтта падишаниң ләвлиригә қаритип әпсун оқулсиму,
Униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс.□ «Һәтта падишаниң ләвлиригә қаритип әпсун оқулсиму, униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс» — йәнә икки хил тәрҗимиси бар: (1) «Падишаһниң ләвлиридә Пәрвәрдигарниң вәһийи болса, униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс»; (2) «Падишаһниң ләвлири вәһийгә қарап сөзләйду; униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәслиги керәк».
11 Адил тараза-мизанлар Пәрвәрдигарға хастур;
Тараза ташлириниң һәммисини У ясиғандур.[k]
12 Падиша рәзиллик қилса жиркиничликтур,
Чүнки тәхт һәққанийәт биләнла мәһкәм турар.
13 Һәққаний сөзлигән ләвләр падишаларниң хурсәнлигидур;
Улар дурус сөзлигүчиләрни яхши көрәр.
14 Падишаһниң қәһри гоя өлүмниң әлчисидур;
Бирақ дана киши униң ғәзивини тиничландурар.[l]
15 Падишаһниң чирайиниң нури кишигә җан киргүзәр;
Униң шәпқити вақтида яққан «кейинки ямғур»дур.□ «Униң (падишаниң) шәпқити вақтида яққан «кейинки ямғур»дур» — ибраний тилида: «Униң (падишаниң) шәпқити «кейинки ямғурлар»ни әпкәлгән булуттур». «Кейинки ямғурлар» Исраилда 3-айда йеғип, әтиязлиқ зираәтләрни пишириштәк һалқилиқ рольни ойнайду. Шуңа һәр бир дехан «кейинки ямғур»ға тәшнадур, улар уни бәк қәдирләйду. [~14~]
16 Даналиқ елиш алтун елиштин нәқәдәр әвзәлдур;
Йорутулушни таллаш күмүчни таллаштин шунчә үстүндур![~15~]
17 Дурус адәмниң егиз көтирилгән йоли яманлиқтин айрилиштур;
Өз йолиға еһтият қилған киши җенини сақлап қалар.
18 Мәғрурлуқ һалак болуштин авал келәр,
Тәкәббурлуқ жиқилиштин авал келәр.[~16~]
19 Кәмтәр болуп мискинләр билән барди-кәлдидә болуш,
Тәкәббурлар билән һарам мал бөлүшкәндин әвзәлдур.
20 Кимки ишни пәм-парасәт билән қилса пайда тапар;
Пәрвәрдигарға таянған болса, бәхит-саадәт көрәр.□ «Кимки ишни пәм-парасәт билән қилса пайда тапар» — яки «несиһәт сөзигә көңүл қойған пайда тапар». [~18~]
21 Көңли дана киши сәгәк атилар;
Йеқимлиқ сөзләр адәмләрниң билимини ашурар.
22 Пәм-парасәт өзигә егә болғанларға һаятлиқниң булиқидур;
Әқилсизләргә тәлим бәрмәкниң өзи әқилсизликтур.[~19~]
23 Ақиланә кишиниң қәлби ағзидин әқил чиқирар;
Униң ләвзигә билимни зиядә қилар.
24 Йеқимлиқ сөзләр гоя һәсәлдур;
Көңүлләрни хуш қилип тәнгә давадур.
25 Адәм балисиға тоғридәк көрүнидиған бир йол бар,
Лекин ақивити һалакәткә баридиған йоллардур.[~20~]
26 Ишлигүчиниң иштийи уни ишқа салар;
Униң қарни униңға һайдакчилик қилар.□ «Униң қарни униңға һайдакчилик қилар» — ибраний тилида «Униң ағзи униңға һайдакчилик қилар».
27 Муттәһәм киши яман гәпни колап жүрәр;
Униң ләвлири лавулдап турған отқа охшар.□ «Муттәһәм киши» — ибраний тилида «Белиалниң оғли» дейилиду. «Белиал»ниң мәнаси «әрзимәс» дегәнлик болуп, бәлким Иблисни көрситиду. [~23~]
28 Әгир адәм җедәл-маҗира туғдурғучидур;
Ғәйвәтчи йеқин достларни айриветәр.[~24~]
29 Зораван киши йеқин адимини аздурар;
Уни яман йолға башлап кирәр.□ «Уни яман йолға башлап кирәр» — ибраний тилида «Уни яхши әмәс бир йолға башлап кирәр».
30 Көзини жумувалған киши яман нийәтни ойлар;
Левини чишлигән киши яманлиққа тәйярдур.□ «Көзини жумувалған киши» — яки «көз қисқучи киши», «көзини чимилдатқучи адәм». [~27~]
31 Һәққанийәт йолида ақарған чач,
Адәмниң шөһрәт таҗидур.□ «Һәққанийәт йолида ақарған чач, адәмниң шөһрәт таҗидур» — айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Ақ чач болса адәмниң шөһрәт таҗидур; у һәққанийәт йолида пәйда болиду».
32 Асан аччиқлимайдиған киши палвандин әвзәлдур;
Өзини тутувалған шәһәр алғандинму үстүндур.□ «Өзини тутувалған» — ибраний тилида: «Өз роһини идарә қилидиған» дегән сөзләр билән ипадилиниду.
33 Чәк етәккә ташланғини билән,
Лекин нәтиҗиси пүтүнләй Пәрвәрдигардиндур.
■16:1 Пәнд. 16:1; 19:21; 20:24; Йәр. 10:23
b «қәлбдики нийәтләр» — ибраний тилида «(адәмләрниң) роһлири» дейилиду.■16:3 Зәб. 36:5; 54:23; Мат. 6:25; Луқа 12:22; 1Пет. 5:7
f «қол тутушуп бирләшсиму,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «шубһисизки,...».■16:5 Пәнд. 6:17; 8:13; 11:21
h «...гуналар кафарәт қилинип йепилар» — Тәврат дәвридә, гуналар қурбанлиқлар арқилиқ «йепилип кәчүрүм қилинди» (йәни, «кафарәт қилинди»). Инҗил дәвригә кәлгәндила, гуналар «елип ташланди» (мәсилән, «Юһ.» 1:29). j «Һәтта падишаниң ләвлиригә қаритип әпсун оқулсиму, униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс» — йәнә икки хил тәрҗимиси бар: (1) «Падишаһниң ләвлиридә Пәрвәрдигарниң вәһийи болса, униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс»; (2) «Падишаһниң ләвлири вәһийгә қарап сөзләйду; униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәслиги керәк».■16:11 Лав. 19:36; Қан. 25:13-16; Пәнд. 11:1; 20:10, 23
~13~ «Униң (падишаниң) шәпқити вақтида яққан «кейинки ямғур»дур» — ибраний тилида: «Униң (падишаниң) шәпқити «кейинки ямғурлар»ни әпкәлгән булуттур». «Кейинки ямғурлар» Исраилда 3-айда йеғип, әтиязлиқ зираәтләрни пишириштәк һалқилиқ рольни ойнайду. Шуңа һәр бир дехан «кейинки ямғур»ға тәшнадур, улар уни бәк қәдирләйду.■16:16 Аюп 28:15; Зәб. 18:11; 118:72; Пәнд. 3:14,15; 8:11,19
~17~ «Кимки ишни пәм-парасәт билән қилса пайда тапар» — яки «несиһәт сөзигә көңүл қойған пайда тапар».■16:20 Зәб. 2:12; 33:9-10; 124:1; Йәш. 30:18; Йәр. 17:7
~21~ «Униң қарни униңға һайдакчилик қилар» — ибраний тилида «Униң ағзи униңға һайдакчилик қилар». ~22~ «Муттәһәм киши» — ибраний тилида «Белиалниң оғли» дейилиду. «Белиал»ниң мәнаси «әрзимәс» дегәнлик болуп, бәлким Иблисни көрситиду.■16:28 Пәнд. 15:18; 26:21; 29:22
~25~ «Уни яман йолға башлап кирәр» — ибраний тилида «Уни яхши әмәс бир йолға башлап кирәр». ~26~ «Көзини жумувалған киши» — яки «көз қисқучи киши», «көзини чимилдатқучи адәм». ~28~ «Һәққанийәт йолида ақарған чач, адәмниң шөһрәт таҗидур» — айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Ақ чач болса адәмниң шөһрәт таҗидур; у һәққанийәт йолида пәйда болиду». ~29~ «Өзини тутувалған» — ибраний тилида: «Өз роһини идарә қилидиған» дегән сөзләр билән ипадилиниду.