13 Вә мана, шу күндә улардин иккилән Йерусалимдин он бир чақирим жирақлиқтики Емаюс дегән кәнткә кетип баратти. □«он бир чақирим» — грек тилида «атмиш стадийон» — бир стадийон тәхминән 185 метр келиду.[~9~]14 Улар йүз бәргән барлиқ ишлар тоғрисида сөзлишип кетивататти. 15 Вә шундақ болдики, улар сөзлишип-мулаһизилишип кетиватқанда, мана Әйса өзи уларға йеқинлишип келип, улар билән биллә маңди; [~10~]16 лекин уларниң көзлири уни тонуштин тутулди.
«Насарәтлик Әйсаға мунасивәтлик вақиәләр!» — деди улар, — «У өзи Худаниң алдидиму, барлиқ хәлиқниң алдидиму әмәлдә вә сөздә қудрәтлик бир пәйғәмбәр болуп, [~11~]20 баш каһинлар вә һөкүмдарлиримиз уни өлүм һөкүмигә тапшуруп, крестләтти. 21 Биз әслидә уни Исраилға һәмҗәмәт болуп азат қилидиған зат екән, дәп үмүт қилған едуқ. Лекин ишлар шундақ болди, һазир бу вақиәләр йүз бәргинигә үчинчи күн болди; □«Биз әслидә уни Исраилға һәмҗәмәт болуп азат қилидиған зат екән, дәп үмүт қилған едуқ» — «һәмҗәмәт-азат қилғучи» яки «һәмҗәмәт-қутқузғучи» тоғрилиқ «Аюп» 19:25 вә изаһат, шундақла «Тәбирләр»ни көрүң.[~13~]22 йәнә келип, аримиздики бир нәччә аял һәм бизни һаң-таң қалдурувәтти. Чүнки улар бүгүн таң сәһәрдә қәбиргә бериптикән, [~14~]23 униң җәситини тапалмай қайтип келип: «Бизгә бир нәччә пәриштә ғайипанә көрүнүштә аян болуп, «У тирик!» деди» дәп ейтипту. 24 Буниң билән аримиздин бир нәччәйлән қәбиргә берип, әһвалниң дәл аялларниң ейтқинидәк екәнлигини байқапту. Лекин уни уларму көрмәпту».
— У йолда биз билән параңлишип, бизгә муқәддәс язмиларға шәрһ бәргәндә, жүрәк-бағримиз гоя оттәк янмидиму?! — дейишти.
33-34 Вә улар шу һаман туруп Йерусалимға қайтип кәлди. Улар иккиси он бирәйлән билән уларниң һәмраһлириниң бир йәргә жиғилип турғининиң үстигила чүшти, улар: «Рәб растин тирилипту. У Симонға көрүнүпту!» дейишивататти. □«улар шу һаман туруп Йерусалимға қайтип кәлди» — грек тилида «улар шу сааттила туруп Йерусалимға қайтип кәлди».35 Шуниң билән улар иккиләнму йолда йүз бәргән ишларни вә у нанни уштуватқанда униң өзлиригә қандақ тонулғинини көпчиликкә сөзләп бәрди.
Әйсаниң мухлислириға йәнә көрүнүши
Мат. 28:16-20; Мар. 16:14-18; Юһ. 20:19-23; Рос. 1:6-8
36 Вә улар бу ишлар үстидә сөзлишиватқанда, Әйса өзи тосаттин уларниң оттурисида пәйда болуп:
a «һәптиниң биринчи күни» — яки «шабаттин кейинки күн», йәни йәкшәнбә. Башқа бир хил тәрҗимиси ««Һәптиләр»ниң биринчи күни». «Петир нан һейти»дин «орма һейти»ғичә 7 һәптә, йәни 49 күн санилиши керәк. Бу вақит «һәптиләр» дәп атилиду, «орма һейти» бәзидә «һәптиләр һейти» дәпму атилиду.